Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
Санни 8гә көпәйтиш в вә бөлүш. -

Санни 8гә көпәйтиш в вә бөлүш.

Сабақ жоспары | Предметы | Математикадан ашық сабақтар Загрузок: 315 | Просмотров: 1486 | Размер: 61.5 Kb | Автор: arai
. Математика 3синип
Тәкшүрди ____________
24.10.2014ж 40-дәрис
Дәрисниң мавзуси Санни 8гә көпәйтиш в вә бөлүш
Умумий мәхсити Санни 8 гә көпәйтиш вә бөлүш бойичә һәртәрәплимә билим елишға йөнилиш бериш, тапшурмиларни орунлаш арқилиқ логикилиқ ойлаш, әстә сақлаш қабилийәтлирини тәрәққий әткүзүш
Асасий идеялар Оқуғучиларниң дәрискә болған жавапкәрчилигини, қизиқишини ашуруш
Күтилидиған нәтижә -Санни 8 гә көпәйтиш вә бөлүш бойичә һесапларни ишләйду;
-тапшурмиларни орунлап, әмәлләрни орунлашни билиду;
Иш-һәрикәт түрлири Топ билән, жүп билән ишләш һәрикәтлирини қелиплаштуруш. Диалог арқилиқ бир-бири билән сөһбәтлишишкә үгитиш, өзини-өзи рәтләшкә, баһалашқа үгитиш. АКТ-ни пайдилиниш
Әхбаратлиқ қураллар АКТ,дәрислик, карточкилар, сизғуч
Муәллим һәрикити Оқуғучи һәрикити
1.Дәсләпки рефлексия. Оқуғучиларни дәрискә тәйярлаш, топқа бөлүш.

2.Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Дәптәрлирини жиғиш

3.Дәрис мәхсити вә күтилидиған нәтижә билән тонуштуруш.
1-тапшурма: 8 саниниң жәдвалини тәкрарлаш

№1 Селиштуруңлар
1-топ: Тикинчи 26 м рәхттин 8көйнәк тикти. Әгәр һәр көйнәккә 3метрдин рәхт кәтсә, у чағда нәччә метр рәхт ешип қалиду?
2-топ: 35м штапель билән 15м парчидин 10 пәрдә тикилди. Һәр пәрдигә нәччә метр рәхт ишлитилди?

2-тапшурма:
№2 А) Арчини безәш үчүн балилар бағчисиға һәрқайсиси 9 шамдин ибарәт 5 түрлүк гирлянда сетивади. Уларниң һәммисидә нәччә шам бар?
2-топ Оқуғучилар рәңлик қәғәздин 9 қизил вә 5 йешил белиқ қийивалди. Оқуғучилар жәми нәччә белиқ қийивалди?
3-тапшурма: Һесапларни чиқириңлар

Рефлексия (сәгәклик минут)

4-тапшурма:Қалдуқлуқ бөлүшни орунлаңлар:

5-тапшурма:Қабилийәтлик балилар билән иш:
Бир йәмданға х қушқач, иккинчисигә 7 қушқач келип қонди. Биринчи йәмдандин 2 қушқач учуп кәткәндә, икки йәмданға қонуп турған қушқачларниң сани бирдәк болди. Дәсләп биринчи йәмданға нәччә қушқач келип қонған еди?

Үлгирими төвән оқуғучилар билән иш(еғизчә 8 жәдвалини тәкралитиш)

6-тапшурма Бөлүнмиләрни қандақ икки топқа бөлүшкә болиду? Елинған тәңликләрни пайдилинип, көпәйтиш әмәли билән бағлинишлиқ тәңликләр түзүңлар вә уларни йезиңлар

1)Кесиндиниң умумий узунлуғини ипадә көрүшүшидә йезиңлар
2) Тик төртбулуңлуқниң периметрини һәртүрлүк ипадә көрүнүшидә йезиңлар.
Кесиндиниң узунлуғи билән тик төртбулуңлуқниң периметрини селиштуруңлар.

1.3 топқа бөлүнүш

2.Еғизчә жавап бериду

3.Мавзу бойичә немә билимиз?
Слайд арқилиқ өтүлгән мавзуни пишшиқдаш
8*2=16 16:8=2
8*3=24 24:8=3
8*4=32 32:8=4
8*5=40 40:8=5
8*6=48 48:8=6
8*7=56 56:8=7
8*8=64 64:8=8
8*9=72 72:8=9
8*10=80 80:8=10

1.Топ билән талқилаш.
А) Йешилиши: 26-8*3=2 м

Ә) Йешилиши: (35+15):10 =5

2.Топ билән талқилаш

1.Йешилиши:9*5 = 45

2.Йешилиши: 9+5 =13

3.Топ билән талқилаш
8 мин*8 =64 мин 72: мин:8 =9 мин
80 мин*8 =640 мин 720 мин:8 =90 мин
9 мин*8 =72 мин 72 мин:9 =8 мин
90 мин*8 =720 мин 720 мин :9 =80 мин

Музыка билән гимнастика ясаш

4Топ билән талқилаш
61:8=7 (5қ)
78:8=9(6қ)
46:8=5(6қ)
15:8=1(7қ)

Һесапни тәңлимә түзүш арқилиқ чиқириш

х-2 =7
х =7+2
х =9
___________
9-2 =7
7 =7

35:7=5 7*5 =35 30:6=5 6*5=30
42:7 = 6 7*6=42 24:6=4 6*4=24
56:7 = 8 7*8=56 18:6=3 6*3=18
2см 3см 2см 3см

2см+3см+2см+3см=10см
3см
2см р=2см+3см+2см+3см
р=10см

Хуласә чиқириш (Блум таксаномияси) Немә билдим? Немини билгим келиду?
Баһалаш: баһалаш критерийлири арқилиқ баһалаш
 көпәйтиш вә бөлүш жәдвилини билиш
 Еғизчә һесаплаш
 Ипадә түзүш
 Селиштуруш
 тәсадипи соалларға жавап бериш Өзигә вә башқа оқуғучиларға баһа қоюш
Өйгә тапшурма бериш:№6 70-бәтләр тапшурмиларни орунлаш
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.