Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
. Ибраимова Назиям Харсанқызы
Бастауыш сынып мұғалімі
Үлкеншыған орта мектебі
Панфилов ауданы Алматы облысы

Дәрис мавзуси: 7 санини қошуш вә елиш
Дәрис мәхсити: Мавзу үстидә чүшиник бериш.
Қошуш вә елишқа һесаплар ишлитиш.
Өз мустәқил ишләшкә адәтләндүрүш.
Әқил-өйини, һесаплаш қабилийитини
тәрәққий әттүрүш.
Тазилиққа, инақлиққа тәрбийиләш.
Дәрис түри: Интегративлиқ
Қоллинидиған уссули: чүшәндүрүш, соал жавап, мустәқил иш.
Көрнәклик: һәптә атлири йезилған карточкилар, оюнчуқлар.

Дәрисниң бериши:

Балилар синипқа киргән устазларға салам бериду.
Салам бәрдуқ силәргә
Егилип, қолум көксүмдә.
І. Уюштуруш қисим.
Балилар, бүгүн математика дәрисини адәттики дәрисләргә
қариғанда алаһидә көңүллүк өтмәкчимиз. Һазир мән силәргә
тепишмақ ейтимән, әгәр жававини тапсаңлар бүгүнки дәристә
немә үгинидиғинимизни билисиләр.
Йәттә батур.
Йәттә түрлүк ети бар.
Йәттә, лекин мунтуим бир сепи бар.
Еһ, уларниң яхши йери, бил муни.
Талашмайду бир-бириниң орнини.

Балилар, бүгүн биз бир һәптә ичидики күнләрниң қир-
сирлирини, атлирини үгини, һәр бир күнгә план түзүп,
шу планни әмәлгә ашуримиз.
Қени, һәптидә қанчә күн бар дедуқ?
-һәптидә 7күн бар.
-ким атаветиду?
-дүшәнбә, сешәнбә, чаршәнбә, пәйшәнбә, жүмә, шәнбә, йәкшәнбә.
-қени әмсә ишимизни 1-күндин башлайли.
Дүшәнбә: Өйтапшурмисини тәкшүрәш. №3 82-бәт.

Сешәнбә: Өй тапшурмисини йәкүнләш. Дурус орунланған
ишларни алаһидә атап өтүш.

Чаршәнбә:Бүгүн утуқлуқ, ақ йоллуқ күн. Бүгүнки күн, синип иши.
Йеңи мавзу үстидә чүшиник бериш. 7гә 7ни қандақ
қошуш. 14тин 7ни қандақ елиш керәклигиничүшәндүрүш.

Пәйшәнбә:Пишиқдаш үчүн һесап вә тәңликләрни,
ипадиләрни орунлаш.

1.Чүшәндүрүп чиқар:

8+7 15 - 7 9 + 7 16 - 7

2 5 5 2 1 6 6 1

2.Тәңлик түзүңлар:

7+8=15 15-8=7 15-8=7
3.Ипадә яз вә мәнасини тап.

(7+3)+4=14 (14-4)-3=7
(8+2)+5=15 (15-5)-2=8
(9+1)+616 (16-6)-1=9

4. 1- ящикта -30 кг
2- ящикта -?5 кг ошуқ
30+( 30+5) = 65 жавави: барлиғи 65 кг

6. 9+4= - 4 =

19+4= - 4=

29+4= - 4=

Жүмә Бу күн мусулманлар үчүн алаһидә хасийәтлик күн .
Бу күни йеза имамлири мечитқа бариду , дуниядин өткән адәмләрни әскә елип, қурьан оқулиду, тамақ ясилип,әрваларға дуа оқулиду.
Қени әмсә, бүгүнки күнини пайдилинип бизму һадуқ чиқирайли.
(Сәргитиш минути)
- бүгүн дәрис нәтижисини чиқирилиду.
Карточка билән иш.

Балилар бүгүн дәрискә яхши қатнаштиңлар.
Балиларниң билимини баһалаш.

Йәкшәнбә -һәптиниң ахирқи күни. № 5 85- бәт

Йәкшәнбә күни яхшилап дәм елип,өй тапшурмилирини орунлап,йеңи күн билән мәктәпкә келәйли.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.