Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
Аччиқ вә татлиқ  (чөчәк) -

Аччиқ вә татлиқ (чөчәк)

Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1980 | Размер: | Автор: Нартай4540
. Дәрисниң мавзуси: Аччиқ вә татлиқ (чөчәк)
Дәрисниң мәхсити: а)Берилгән чөчәкниң мәзмуни билән идеясини ечиш. Тил
байлиғини вә ойлаш қабилийәтлирини риважландуруш.
ә)Оқуғучиларниң бир-бириниң ой-пикирини тиңшаш, мәс-
лиһәтлишини қелиплаштуруш.
б)Оқуғучиларни өмлүккә, достлуққа, әдәп-әхлаққа
тәбийәләш
Қоллинидиған усул: соал – җавап, чүшәндүрүш, диалог.
Көрнәкликләр: АКТ, чөчәк персонажлири.
Дәрисниң бериши:
1) Уюштуруш:
Балиларни оқуш дәрисигә уюштуруш.
Психологиялик әһвал:
Жуқури қаридим,
Асманни көрдүм.
Төвән қаридим,
Ана йәрни көрдүм.
Алдимға қаридим,
Ләпилдәп турған көк байрақни көрдүм.

Балиларни жетонлар арқилиқ топларға бөлүш. Топлар алтун қаидигә риайә қилимиз дәп вәдә берипөз алдиға шиарлар ейтиду.
1-топ. «Данишмәнләр».
Һәммимиз биримиз үчүн, биримиз һәммимиз үчүн.
2-топ. «Тапқурлар» .
Өмлүшип қилған әмгәк үнүмсиз қалмас.
2) Өй тапшурмисини сораш:
1. Өйгә «Әқиллик Патимә» намлиқ чөчәк берилгән.
2. Чөчәкниң мәзмунини сораш. Һәр икки топқа карточкилар таритип бериш.
Топлар карточкиларға җавап бериду.

3) Мәхсәт қоюш басқучи:
- Балилар биз силәр билән хәлиқ еғиз иҗадийити бөлиги билән тонушиватимиз. Нурғунлиған чөчәкләр билән тонуштуқ. Ким ейтиду, хәлиқ еғиз иҗадийитигә қандақ жанрлар кириду?
- Дурус. Мақал-тәмсилләр, қошақлар, тепишмақлар кириду.
- Хәлиқ еғиз иҗадийитидин алған билимлиримизни синайли.

Сүрәт билән ишләш:
Мақални давамлаштур.
1. Алма пиш, ағзимға чүш.
2. Әмгәк қилсаң атиғиң, болмиса чатиғиң.
3. Әмгәк билән әр көкирәр, ямғур билән йәр .
4. Ишчан ешини йәр, һорун бешини.

Чөчәк кроссвордини йешиш:

1. Көпниң ........ көп.
2. Иш ......, күч бирликтә.
3. Билим – әқил ........ .
4. Сусиз һаят болмас, әмгәксиз - ....... .
5. Аләмни ......... йорутар, адәмни – билим.

К Ү Ч
Ө М Л Ү К Т Ә
Ч И Р И Ғ И
Ә М Г Ә К
К Ү Н

Тепишмақларни тепиш:
Мана балилар, бүгүн өтидиған йәнә бир чөчәкниң мавзуси « Аччиқ вә татлиқ». Бу чөчәктә байиқи тепишмақта тепилған кейипкәрләр тоғрисида.
Китап билән иш:
Һәр икки топ берилгән чөчәкни оқуп чиқиду. Рольларға бөлүп оқуйду.
Һәр икки топ постер билән ишләйду.
Һәр икки топ ясиған сүрәтлирини қорғайду.
4) Пишиғдаш:
Соаллар арқилиқ йеңи мавзуни пишиғдаш.
1. Түлкә немә үчүн үжүмни аччиқ дәп ейтти?
2. Маймун немә қилди?
3. Тошқан вә тийинлар немә деди?
5) Йәкүнләш:
Рефлексия
Оқуғучилар дәрис тоғрисида өз пикирлирини ейтиду.
6) Баһалаш.
7) өйгә тапшурма бериш.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.