.
.
Ана тили Исимларниң бирлик вә көплүк түри
Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 403 | Просмотров: 2022 | Размер: 44.8 Kb | Автор:2-синип
Мавзуси: Исимларниң бирлик вә көплүк түри
303-307-көнүкмиләр
Мәхсити : 1. Оқуғучиларға исимларниң бирлик вә көплүк түри
тоғрисида чүшәнчә бериш.
2.оқуғучиларниң ойлаш,әстә сақлаш,өз алдиға ишләш қабилийитини риважландуруш,
3.Башқиларни тиңшап,өз ойини әркин ейтишқа , диққәтликкә тәрбийиләш
Дәрис түри: арилаш
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал - жавап, көрнәклик, мустәқил иши
Қоллинидиған көрнәкликләр: сизма, сүрәтләр,
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш қисми.Оқуғучиларни дәрискә уюштуруш, диққитини жәлип қилиш, толуқлаш.
Психологиялик минут:
Балиларни топқа бөлүш
Балиларға жетонлар берилиду. Шу алған жетонлири билән топларға бөлүниду.
І топ-«Исим», ІІ-топ-«Хас исим», ІІІ-топ-«Умумий исим»
1. Өй тапшурмисини сораш:
І топ-«Исим»
302-көнүкмини оқутуп, тәкшүрәш.
Алмутиниң, Абай, Абайниң, Қазақстан, Арман, Миллий Йәттису, Мухтәр Әвезов, Нека сарийи, Қазақ.
ІІ-топ-«Хас исим»
1. Исим дегинимиз немә?
2. Хас исим дегинимиз немә?
ІІІ-топ-«Умумий исим»
1. Исимлар нәччә түргә бөлүниду?
2. Умумий исим дегинимиз немә?
3.Өй тапшурмисини умумлаштуруп, баһалап, йәкүнләп өтүш.
ТЕСТ
1. Ким? Кимләр? Немә? Немиләр? соаллири қайси сөз түркүмидики сөзләргә қоюлиду?
а). Пеил
б). Исим
с). Сүпәт
д) сан
2. Нәрсиниң намини билдүридиған сөзләр
қатарини тепиңлар
а) маңди, сәкриди, ойниди.
б) Саат, оғул, қәләм.
с) тәртиплик, әдәплик
Д) бәш, сәккиз,тоққуз
3. Мәктивимизгә Астана шәһиридин
меһманлар кәлди. Жүмилдики хас исимни ениқла
а) Мәктивимиз
б) Шәһиридин
с) Астана
д) Меһманлар
4. Кичик Ақсу, Чоң Ақсу, Ават қайсу исимға ятиду.
а) Хас исим
б) Умумий исим
с) Исимға ятмайду
д) Көплүк түри
5. Умумий исимлар қатарини тепиңлар
а) Оқуғучи, мәктәп, коча.
б) Абай, Астана, Чонжа
с) Әйнәк, қизил, қариди
д)қириқ бәш, йүз
4.Мәхсәт қоюш қисми:
-Исимларниң бирлик вә көплүк түри билән тонушимиз.
5.Йеңи мавзу:
Балилар өзлир сүрәтләргә қарап қаидини ейтиду.
І топ-«Исим»-Бирлик вә көплүк түригә қандақ соаллар қойилиду?
-Ким? Кимләр? Немә? Немиләр?
ІІ-топ-«Хас исим»-Көплүк түри қандақ қошумчилар арқилиқ ясилиду?
-лар,-ләр қошумчилири арқилиқ ясилиду.
ІІІ-топ-«Умумий исим»- Өзәңлар икки мисал кәлтүрүп бериңлар.
- лар, - ләр қошумчиси қошулмиған исимлар исимниң бирлик түри һесаплиниду.
Көплүк түрдә кәлгән исимларға - лар, -ләр қошумчилири улиниду.
Мәсилән : тавуз-тавузлар, бала – балилар, үзүк-үзүкләр
Балиларға қазақ тилида чүшәнчә бериш
Исим-Зат есім
Бирлик вә көплүк түри-жекеше және көпше түрі.
Қоян – Қояндар
Гүл-гүлдер
Дәптер – дәптерлер
Қыз-қыздар
Мұғалім-мұғалімдер
Исимниң бирлик вә көплүк түри қазақ тилида қандақ ясилиду?
6.Мавзуни пишшиқдаш:
Китап билән иш
Сүрәттики нәрсиләрни, сөзләрни селиштуруп айримчилиғини ениқлаш
Мисаллар кәлтүрүп исимларниң бирлик вә көплүк түри тоғрилиқ чүшәндүрүш.
303-көнүкмә . Сөзләргә көплүк қошщумчилирини улап көчириңлар:
Өй – өйләр, бөдүнә – бөдүниләр, гүл – гүлләр...
Сәгәһләндүрүш минути
«Молекула» оюни ойнилиду.
Молекула дегәндә балилар маңиду.
Чавак чалғанда һәр ким өз топини тепиши керәк.
«Исим» топи
303-көнүкмә
Сөзләргә көплүк қошумчисини улап көчириду.
«Хас исим» топи
304-көнүкмә
Сөзләрни бирлик түригә айландуруп йезиңлар:
Өтүкләр – өтүк, қариғайлар – қариғай, үзүмләр – үзүм..
«Умумий исим» топи
305-көнүкмә
Жүмилиләрни көчирип йезип қошумчиларниң астини сизимиз.
7.Йәкүнләш .
АНОГРАММА
«Исим» топи
1. Униң билән тахтиға язиду
2. Мал йәйдиған чөп
3. Йеңи туғулған бала
4. Бағни пәрвиш қилғучи киши
б о р
б е д ә
б о в а қ
б а ғ в ә н
«Хас исим» топи
1. Қишта тейилип ойнайду
2. Униң билән су тошуйду
3. Хуш пурақлиқ көктат
4. У чирилдайду
ч а н а
ч е л ә к
ч е к ә т к ә
«Умумий исим» топи
3. Униң билән чач тарайду
4. Қулиғи узун һайван
5. Йәр һайдайдиған машина
т а ғ а қ
т о ш қ а н
т р а к т о р
Һәр бир топ анограмини йешип болғандин кейин көплүк түригә айландуриду.
Баһалаш
8. Өйгә тапшурма бериш: 307-көнүкмә, қаидә ядлаш
Баһалаш вариғи «Умумий исим» топи
Тапшурмилар
Баһаси
Өй тапшурмиси
Тест
Көнүкмиләрни орунлаш
АНОГРАММА
(Резерв)
Умумий баһаси
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.