Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
«Хош бол, қутлуқ Елипбәм!» -

«Хош бол, қутлуқ Елипбәм!»

Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1853 | Размер: | Автор: Нартай4540
. Синип саатиниң мавзуси: «Хош бол, қутлуқ Елипбәм!»
Синип саатиниң мәхсити: 1) Балиларниң билимини синақтин өткүзүш, йәкүнләш
2) Дәсләпки китави «Елипбәгә» миннәтдарлиқ билдүрүш.
3) Уюшчанлиққа, бирликтә болушқа , өзини дурус тутушқа,
эстетикилиқ көз қарашни риважландурушқа, ана тилини
сөйүшкә, қәдирләшкә тәрбийәләш
Безәндүрүш: «Хош бол, қутлуқ Елипбәм»йезилған плакат, сүрәтләр, шарлар
Тәрбийә саатниң бериши:
Оқуғучиларқоллириға гүл көтирип худди биринчи қетим мәктәпкә келиватқан түрдә, муәллим күтип алиду. Ата –анилар чавак челип қарши алиду.
Муәллим: Һөрмәтлик ата-анилар, меһманлар. Бүгүнки күн ьарлиғимизниң есида узаққичә сақлинип калиду. Сәвәви бүгүн балилиримиз барлиқ илимниң аниси, келәчигимизниң асаси Елипбә билән хошлишиш тойиға келип олтиримиз.
Оқуғучи: Ихтияр. Уа халайиқ , халайиқ. Хуш кәпсиләр. Мана бүгүнбиздә Елипбә тойи. Мошу тойниң һөрмәтлик меһмини болуңлар
I- жүргүзгүчи: Әссаламму әләйкүм муәллимләр әзиз жанлар
Билим издәп, жиңнә билән қудуқ қазғанлар
Қучақ ечип, қарши алимиз силәрни,
Билим билән һүнәргә ғәриқ болуңлар.
II-жүргүзгүчи: Көз селип қараңларчу бойимзға,
Ортақ болуп бүгүнки өскән бойимизға
Хуш кәпсиләр устазлар, ата-анилар,
Елипбә билән хошлишиш тоюмизға
Оқуғучилар елипбә китавини чақиримиз.
I- жүргүзгүчи:Биз қисқа вақит ичидә оқушни, йезишни, һесап чиқиришни, сүрәт селишни, нахша ейтишни, спорт билән шуғуллинишни, әмгәк етишни үгәнгән болсақ. Вәтәнни ата- анини, достларни, мәктәпни, тәбиәтни, сөйүшкә тәрбийләндуқ.
II-жүргүзгүчи:Ата –ана хошал болуп шатлиниду,
Оқушни үгәнди дәп балисини махтишиду.
Өзи йезип, оқийдиган һаләткә йәтти,
Мубарәк болсун балинизниң билими!
Бир күни яманлиқ билән яхшилиқ учришип капту.
- Яманлиққа йол бәрмәймән. Чоңларни һөрмәтләшкә, кичикләргә ғәмхорлуқ
қилишқа үгитиман
- Яманлиқ –Бу мән яманлиқ кичикләрни қорқитиман, көчәт, дәрәқләрни
сундуриман, қушқачларни атимән, кийим-кечәклиримни һәр қандақ жайларға
ташлаймән яхшилиқ.
- Һәй яманлиқ бу қилиғиң интайин хата, ундак ишлириңни ташлап, иккимиз
дост болайли, сәнму маңа охшаш яхшилиқ болған иккимиз ағинә болайли.
-Кәл болсам болай
Ундак болса иккимиз биргә 1б синипиниң Елипбә билән хошлишиш кечисигә
барайли уларни дурус тәртипкә чақирайли.
Муәллим: Өсти мана бойлириң,
Өсти әқил ойлириң.
Хошаллиқа ортақ бол,
Мубарәк болсун тойлириң.
-Қени балилар,ундақ болса Елипбә китавини чақирайли
Елипбә,Елипбә,Елипбә!
Елипбә:Әссаламму әләйкүм,яш достлар
Әссаламму әләйкүм,ата- анилар
Мениң етим Елипбә
Мени оқуп әр йәтти
Боваң билән момаңму
Дадаң билән апаңму.
Уссулчиму,ашпәзму
Косманавтму,ашпәзму.
Елипбә дегән сөздә
Өзгичә бир ләззәт бар.
Мениң назук тилимда,
Аңа изәт,һөрмәт бар.

Оқуп билим алисән,
Алим болуп қалисән
Яки шофер,тикинчи
Яки улуқ деңизчи
Болғуң қәлсә космонавт,
Билимгә өзәңни ат!
Болисән бәлки шаир
Һәр нәрсигә боп маһир
Хизмәт қилғин вәтәнгә
Берилип илим пәнгә!

Елиппә мениң достум
Һәрипләрни үгәткән
Оқуш билән йезишни
Хатасини түзәткән

Сават ечип окуткан
Ақ-қарини тонутқан
Елипбәгә хош дәймиз
Дайим уни әсләймиз

Елиппәмиз тоғрилиқ
Нахша етип һәр күни
Мана бүгүн узаттуқ
Һеч қиялмай биз уни

Дудуқлимай тез ейт!
Учқуч яхшиму
Үш қуш яхшиму
Учқушма яхши
Үш қушма яхши

Көп қара карға көк қарға билән ойнайду,
Көк қарға көп қара қарға билән ойнайду.

Башқа ат қашқа атқа йәтмәйду,
Қашқа ат башқа атқа йәтмәйду.

От соратсам йоқ дапсан,
Тәң атқанғу, оқ тапсам
Сениңда оқ йоқ дәмсән
Тәң атайлуқ, оқ тапсан

Һәл қилалмай һеч бир иш сән
Жүрүведиң яз, күз,қишсән
Елипбә: Балилар, йәнә немләрни билдиңлар?

I- жүргүзгүчи:Устаз, ана, мәктәп, Вәтән,шаирлар, қәһриманлар,қошақчи, композиторлар тоғрлиқ чүшиник алдуқ.

Мұғалімді анамдай жақсы корем,
Қийналамын қымбат теңеу таба алмай.
Өз баласын тастап кетіп үйіне,
Ел баласын оқытады,ой-Алла-ай!
Ана:

Инглизчә:

Слайдтин көрситиш
Вәтән дегән нема у?
Вәтән-улуқ елимиз
Қазақстан-бизниң Вәтән,
Анимиз дәп сөйимиз

Қазақстан мустәқил дөләт.
Қазақстан өз герби, байриғи вә гимни бар.

1. Һезим Искәндәров 1906 –жили Алмута вилайити уйғур наһийәсиниң Ават йезисиниң кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән.
Учма қушлар мәндин қорқуп
Мән силәргә қараймән.
Зилва гөзәл үнлириңни,
Һәвәс билән аңлаймән
2.Абай Қунанбаев –қазақ хәлқиниң мәшһүр шаири.У Шәмәй вилайитиниң һазирқи Абай наһийәсидәтуғулған.
Илим тапмай махтанма
Орун тапмай ясанма .
Хумарлинип шатланма,
Ойнап бошқа күлишкә.
Бәш нәрсидин жирақбол.
Бәш нәрсигә амрақ бол,
Адәм болай десиңиз,
Тилигиң, өмриң алдиңда.
Аңа қайғу йесиңиз.
3. Ибирай Алтынсарин-қазақ хәлқиниң тунжа педагоги.
4. Абдулла Розбақиев – уйғур хәлқиниң мунавәр пәрзәнти. У Кейиквай йезисида туғулған.
5. Садир Палван- қорқумсиз, жүрәклик адәм болған. Садир уйғур хәлқиниң азатлиғи үчүн күрәшкән.
6. Назугум – уйғур хәлқиниң қәһриман қизи. У дүшмәндин қечип, өңкүрдә яшиған.
Ялаң аяқ су кәчтим,
Тағниң сүйини ичтим.
Чидалмай қалмақ зулумиға,
Әзиз женимдин кәчтим.

Тағдин чүшкән төрт атлиқ,
Төртилиси боз атлиқ.
Төрт атлиқниң ичидә,
Мениң акам сумбатлиқ...

А дегән у - аниларғу һөрмәтлк,
Ә дегән у – әқил, әмгәк, әдәплик.
Б дегән у – балиларғу чирайлиқ,
В дегән вақит, ғенимәт.

Елипбә
 Бизниң Вәтинимиз қандақ атилиду?
 Елимиз Президенти ким?
 Қазақстанниң пайтәхти?
 Уйғур елипбәсидә қанчә һәрип бар?
 Тавушлар қанчә?
 Тавушлардин немиләр ясилиду?

Слайд көрситилиду. Жүмлиләр оқутилиду.
Астана Қазақстанниң пайтәхти. Алмута – гөзәл шәһәр.

Хош бол қутлуқ Елипбәм,
Көп нәрсини үгәткән.
Тонуштуруп һәрипни,
Тақилдитип сөзләткән.

Елипбә: Силәргә көп рәхмәт балилар. Оқушта диққәтчан болуңлар. Әмгәктә маһир болуңлар. Күндиликлириңлар «5» толсун.
Хор: «Хош бол, қутлуқ Елипбәм!»

Оқуғучи: Биз Елипбә билән бирликтә математика дәрисидин һесапларни йешишни үгәндуқ. (һесапларни ишләйду)

Муәллим: Әнди балилар Елипбәниң давами болған ана тили китавини чақирайли.
Мән ана тили китави,
Үгитимән имлани.
Әгәр билсәң имлани,
Әвәтмәйсән хатани.

Ана тили – дана тили,
Билгин ана тилиңни.

Ана тилим қәдирданим, амитим,
Йүксәкләргә елип қучар қанитим.
Пәйғәмбәрдәк ана тилим турғанда,
Рази дәймән тәғдиримгә миң қетим.

Диққатиңларға рәхмәт, әнди балилар һүнирини тамашә қилиңлар.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.