.
.
Синип саатниң мавзуси: Мән әдәплик балимән Мән әдәплик балимән
Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1605 | Размер: | Автор: Нартай4540Синип саатниң мәхсити: 1. Оқуғучиларни адәмгәрчиликкә, кичик пейилиққа,
адиллиққа, яман адәтләрдин жирақ болушқа үгитиш
2. Яхши, яман адәтләрни ажритишни билишкә адәтләндүрүш
3. Әдәплик болушқа, мәдәнийәтликкә тәрбийәләш
Пайдилинидиған көрнәкликләр: Һәр хил сүрәтләр, әдәплик тоғрисида йезиқлар
Пайдилинидиған усул: соал-жавап, ейтиш, көрситиш
Технология: конструктор
Синип саатиниң бериши
Киришмә қисми:
Балиларни уюштуруш вә синип саатиға тәйярлиниш.
Гимн ейтилиду. Бүгүнки бизниң тәрбийә саатимизниң мавзуси «Мән әдәплик балимән» дәп атилиду.
а) Әдәплик дегәнни қандақ чүшинисиләр?
ә) Әдәпсиз дегәнни қандақ чүшинисиләр?
Асасий қисим:
Адәм балисида яхши вә яман хисләтләр бар. Бизгә һәқиқәтчи болушни, кичик пейил болушни чоңлар үгитиду. У бизниң ата-анимиз һәм устазимиз. Биз яхши адәтни үгинип, яман хисләттин жирақ болуштмиз керәк.
Әдәп һәққидә шеирлар:
Ата-ана тилиги,
Адәм болуп өскиниң.
Адәмликниң тириги,
Адил болуп өскиниң.
Сийлап салам беримән,
Чоңларни мән көргәндә.
Һөрмәтләшни билимән,
Кичикләрни көргәндә.
Бир йенида пиядә,
Чай дәмлигән чайнәктә,
Мураббә һәсәлләрму,
Қачиларда бөләкчә.
Иним билән иккимиз,
Соримастин йемәймән.
Бәрсә йәймиз, бәрмисә,
Бәрмидиғу демәймиз.
Әдәплик бала учрашса,
Салам берәр баш егип.
Әдәпсиз бала учрашса,
Өтүп кетәр гедийип.
Яхшилиқтин үгинип,
Яхши адәм болимиз.
Яманлиқтин жиркинип,
Жираққа биз қачимиз.
Яхши болуш өзәңдин,
Яман болуш өзәңдин.
Өзәң-өзәңни сийлап,
Өзәң үгән өзәңдин.
Яхшилиқни көргәндә,
Мән қандақ дәп ойлиғин.
Яманлиқни көргәндә,
Йәнә шундақ ойлиғин.
Мән әмгәкчан балимән,
Чоңлар тилини алимән.
Билим елип, чоң болуп,
Шу арманға йетимән.
Әдәп-әхлақ тоғрисида мақалларни тиңшап көрәйли
• Әдәп-әхлақ базарда,
Әдәпсизгә һеч ким қетилмас.
• Әқил яштин,
Әдәп баштин
• Силиқ сөз балдин татлиқ.
• Яхшидин ат қалиду,
Ямандин дат қалиду.
• Әқил түгимәйдиған аброй,
Билим түгимәйдиған бацйлиқ.
• Сөз қилсаң сөзүн ашсун,
Иш қилсаң ишиң.
• Бир яхшилиқ унтулмайду,
Бир яманлиқ.
• Ай түндә керәк,
Әқил күндә.
• Һөрмәт қилсаң,
Һөрмәт көрисән.
• Әқиллик десәң ахмақни,
Бешиңға урар тоқмақни.
Әдәп дуниясиға барар йол
Изәт Парасәт
Сана
Вәтәнпәрвәр Тәрбийә
Мүжәз
Инабәт
Номус Есил-ой
Чирайлиқ сөз Мәдәнийәт
Оқуғучилар силәрниң мәктәпкә жүришиңлар, сөзлишиңлар тәртип вә әдәпкә ятиду.
Оқуғучи таңда туруп,
Әйнәккә бир қариған.
Кийип паккиз, жуюп һәм,
Чачлириңни тариғин.
Унтумиғин галстукни,
Бағлашни һәм бойнуңға.
Синиптики парта, гүлни,
Асрашни ал оюңға.
Өз өйүңдәк өз синипиң,
Болсун гөзәл һәм таза.
Чаң чиқирип, паскина қип,
Жүргән номәс вә иза.
Муәллимгә дуч кәлгәндә,
Йәргә бақмай салам бәр.
Билсәң устаз чүнки сениң,
Иккинчи пак анаңдә.
Гәр қолуңдин кәлсә досттин,
Ярдимиңни айима.
Яхшилардин сорап билгин,
Үлгә алғин уялма.
Көрүнүш: Бала билән момай
Немә қилишқа болмайду?
• Чоңларниң алдидин өтүшкә болмайду.
• Кичикләрни урушқа болмайду.
• Қушларни етишқа болмайду.
• Қизларни рәнжитишкә болмайду.
• Синипта вақирашқа болмайду.
• Дәрискә кечикишкә болмайду.
• Китапларни житишқа болмайду.
Немини әстә тутуш керәк?
• Чоңларни һөрмәтләшни;
• Чоңларниң ейтқинини тиңшашни;
• Чоңларға салам беришни;
• Кичикләргә ғәмхорлуқ қилишни;
Йәкүнләш қисми:
Әдәплик балилар тоғрисида сүрәткә қарап, жүмлиләрни түзүш.
• Қиз кимгә орун бәрди?
• Кимниң һаса тайиғи чүшүп кәтти?
• Бала немә қиливатиду?
• Қизлар немә қиливатиду?
Әдәпсиз балилар тоғрисида жүмлә түзүш
• Бала қушларға немә атти?
• Бәңваш бала тоғрисида сөзләш
Пәқәт өйдә, мәктәптә әдәплик болмай көпчилик бар жайларда әдәплик, тәртиплик, мәдәнийәтлик болушимиз керәк.
Нахша: Хор. Үгитиду, үгитиду мәктәптә.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.