.
.
Күни_______________ Төрт пәсил
Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1652 | Размер: | Автор: Нартай45402 «Ә» синип
Оқуш
Дәрисниң мавзуси: Төрт пәсил
Дәрисниң мәхсити:
Оқуғучиларға «Төрт пәсил» тоғрисида чүшиник бериш.
Оқуғучиларниң тил байлиғини ашуруш.
Балиларни достлуққа, бирликкә, өмлүккә тәрбийләш.
Дәрисниң түри: йеңи дәрис
Қоллинидиған усул: сөһбәт, соал-жавап.
Пайдилинидиған көрнәкликләр: мавзуға лайиқ сүрәтләр, физ-минутка, слайдлар
Дәрисниң бериши:
1. Уюштуруш: Саламлишиш, түгәнлләш. Оқуғучиларниң зеһнини дәрискә жәлип килиш. Психологиялиқ әһвал орнитиш.
Балилар бүгүн биз дәрисимизни топларға бөлүп билимимизни синайли. Һазир мону төрт рәңлик фигуриларни елип өз топлиримизни ениқлаймиз. Ақ, йешил, қизил, сериқ рәңләрни ениқлайли.
Ақ рәңдики балиларға «Қиш топи»
Йешил рәңдики балиларға «Әтияз топи»
Қизил рәңдики балиларға «Яз топи»
Сериқ рәңдики балиларға «Күз топи» дегән намларни берәйли. Әнди балилар топларниң топ йетәкчилирини ениқлайли.
2. Өй тапшурмисини сораш.
Балилар өйгә қандақ тапшурма берилгән? («Бизгә дәм елиш» шеири берилгән)
Һәр топтин бир оқуғучи шеирни ипадилик оқуш.
3. Мәхсәт қоюш басқучи
Балилар бүгүн биз силәр билән Мәшүр Жәлиловниң «Төрт пәсил» тоғрилиқ шеири билән тонушимиз.
«Төрт пәсил» шеирини ипадилик оқуп бериш.
4. Топ билән ишләш
Шердики һәр бир кублет билән һәр бир топ өз алдиға иш ишләйду. Балиларға 10 минут вақит берилиду. Топлаға өз ишлирини қорғаш тапширилиду.
1-топ Әтияз топи
«Ашлиқ терип мал төлитип, өтти көркәм әтияз»
Эссе язиду
Сүрәт салиду
Әтияздики тәбиәт өзгиришлирини ейтиду
Мақал-тәмсил язиду
Топ йетәкчиси билән балилар топни қоғдайду.
2-топ Яз топи
Вадиларни зәп гүллитип, пурақ чечип кәтти яз.
Эссе язиду
Сүрәт салиду
Яздики тәбиәт өзгиришлирини ейтиду
Тепишмақларни ейтиду
Топ йетәкчиси билән балилар топни қоғдайду.
3-топ Күз топи
Эссе язиду
Сүрәт салиду
Күздики дехан әмгиги тоғрисида ейтиду
«Алтун күз» сөзиниң мәнисини ечиш
Күз тоғрилиқ шеирларни ейтиш
Топ йетәкчиси билән балилар топни қоғдайду.
4-топ Қиш топи
Қиш пәсли тоғрисиада эссе язиду
Сүрәт салиду
«Қәһәрлик қиштики»әмгәк, жан-жаниварларниң тирикчилиги тоғрисида мақал-тәмсиләт язиду
Топ йетәкчиси билән балилар топни қоғдайду.
4.Сәргитиш минути
Оқуғучилар орунлиридин туруп «Сергіту биін» ойнайду.
5.Пишиғдаш
Балилар силәргә берилгән таблицини толтуруңлар
Билдим Билгим келиду Чүшәндим
Балилар тахтиға чиқип стикерларни смайликларға чаплайду, қандақ көңүл-күйдә болған болса шу смайликқа чаплайду.
6.Йәкүнләш
7.Баһалаш
8.Өйгә тапшурма бериш.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.