Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
Өз вақтиңни дурус пайдилан.Гүлүм мениң -

Өз вақтиңни дурус пайдилан.Гүлүм мениң

Сабақ жоспары | Предметы | Бастауыш сыныпқа арналған ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1486 | Размер: | Автор: Нартай4540
. Дәрис мавзуси: Өз вақтиңни дурус пайдилан.Гүлүм мениң
Дәрис мәхсити:а) Йеңи мавзуниң мәнасини кәң түрдә ечип чүшәндүрүш.
ә)Дәристә қоллинидиған методлар арқилиқ тил байлиғини, ижадий
ишләш қаблийитини риважландуруш
б) Күн тәртивигә риайә қилишқа, өз вақтини дурус пайдилинишқа,
гүлләрни күтүшкә вә әмгәк қилишқа тәрбийиләш
Дәрис түри:Топ билән иш
Қоллинидиған усул: Соал-жавап чүшәндүрүш
Қоллинидиған көрнәкликләр:АКТ
Дәрисниң бериши:
1.Уюштуруш қисми:Оқуғучиларни дәрискә җәлип қилиш.
Психологиялик минут:
Чоңғима «сиз»
Кичиккима «сиз»
Һәммиңларни һөрмәтләп,
Баш егимиз биз.
2.Өй тапшурмисини сораш:
1-топ Чишиңни сақла,2-топ Билип қойған яхши мәтинлириниң мәзмунини сөзләйду.
3.Йеңи дәрисни ечиш:
Чичилған сөзләрни орниға қой!
Пайдилан өз дурус вақтиңни-Өз вақтиңни дурус пайдилан.
4.Йеңи дәрис мәхсити:
Демәк,балилар,бүгүн биз силәр билән өз вақтиңни дурус пайдилан мавзуси тоғрисида чүшүнүк алимиз. 5.Йеңи мавзуни чүшәндүрүш:Ундақ болса,2топқа тапшурма :һәр ким өз вақтини қандақ пайдилинидиғанлиғи тоғрисида йезип чиқиду.Бир топтин бир бала оқуйду вә вақитни дурус пайдилиниш тоғрисида сөһбәт жүргүзилиду.
Сәгәһләндүрүш минути:Видеоролик
Китап билән иш
Мәтинни оқуп бериш.
Оқуғучиларға занжирләп оқутуш.
Пикирлирини ейтқузуш.
Андин алдин-ала берилгән Гүлүм мениң шеирини ядқа 1куплеттин зәнжирләп ейтқузуш.
6.Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш
1.«Гүлүм мениң» шеириниң мәнасини ейтип бериң!
2.Өзиңиз синипқа гүл елип кәлдиңизму?
3.Өйдә вә синипта гүлләрни күтәмсиз?
7.Билимини баһалаш:
Һәр бир топ капитани өз топидики балиларни баһалайду.
8.Өйгә тапшурма бериш:
67-бәт оқуш.68-бәт 2сүрәт(3-тапшурма)
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.