.
.
№ 23 Қазақстан тарихи 5»а» синипи Алаш зиялилири.
Сабақ жоспары | Предметы | Тарихтан ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 2014 | Размер: | Автор: ТәрбиеДәрис мавзуси: Алаш зиялилири
Дәрис мәхсити: Алаш партиясиниң қурулишиға чүшәнчә бериш.Алаш партиясиниң асасий мәхсити тоғрисида һәртәрәплимә чүшәнчә бериш.Алаш зиялилириниң өмүрбаяни билән тонуштуруш
Риважландуруш: Хәлиқ мустәқиллиги үчүн күрәшләрдә Алаш зиялилириниң хизмитиниң тарихий әһмийитигә һәртәрәплимә тохтилип,бүгүнки күн билән тәққаслаш.
Тәрбийәвий: Оқуғучиларни Вәтәнни сөйүшкә,милләтпәрвәрликкә тәрбийиләштә тарихий шәхсләр Ахмет Байтурсынов,Әлихан Бөкейханов,Миржакып Дулатовларниң обризи чоң роль атқуриду.Азатлиқ үчүн күрәштә қаза болған зиялилар -миллий қәһриманлиқ үлгиси сүпитидә оқуғучи қәлбидин мәңгү орун елиши муқәррәр.
Дәрис типи: арилаш дәрис
Дәрис көрнәклиги: хәритә,видеофильм»Алаш Орда»,слайдлар
Пәнаралиқ бағлиниш: география,қазақ әдәбияти
Дәрис бериши:
І.Уюштуруш пәйти
• Саламлишиш
• Түгәнләш
• Китап-дәптирини тәкшүрәш
Саламәтмусиләр балилар!Бүгүнки дәрисимизни мән адәттикидәк әмәс,бир йеңилиқ билән башлиғум келиватиду.У қандақ йеңилиқ?
Пүткүл дунияни дүр силкүндүргән ХХІІ Қишлиқ Олимпиада оюнлири.Бу Олимпиадида медальлар сани бойичә хошна мәмликәт Россия федерацияси І орунни егилиди.Мошу тоғрисида видеоролик көрсәк!
ІІ.Өй тапшурмисини сораш
Слайд І
1 Тапшурма
Федерация,Автономия,Монархия сөзлириниң ениқлимисини ейтиңлар
2 Тапшурма
«Кеңәш һөкүмитиниң орниши» мәзмунини сөзлитиш.Тахтиға бир оқуғучи чиқиду.
3 Тапшурма
ҚСЖИ тәркивигә киргән он бәш мәмликәтни атаңлар.Слайд ІІ
4 Тапшурма
«Әжайип мөжүзә» оюни
Өткән бөлүмләрни әскә чүшириш Слайд ІІІ
ІІІ.Өй тапшурмисини йәкүнләш
ІV.Мәхсәт қоюш қисми
Йеңи мавзу билән өткән мавзуни бағлаштуруш
V.Йеңи дәрис
Дәрис плани:
• Алаш һөкүмитиниң қурулуши
• Алаш зиялилири.Ахмет Байтурсынов,Әлихан Бөкейханов
Слайд арқилиқ чүшәндүрилиду.
1917-жили Қазақстанда көплигән партиялар қурулиду.Шуларниң бири - Алаш партияси. Уларниң бирла армини-Қазақстанниң өз алдиға мәмликәт болуп қурулуши,өз тилини,урпи-адәтлирини сақлап қелиш.
Алаш партиясиниң йетәкчиси-Әлихан Бөкейханов болди вә униң тәркивигә көплигән қазақ зияллири кирди.1917жили 5-13 декабрьда Оренбургта Алашорда һөкүмитиниң қурулғанлиғи жарий қилинди.Алаш һөкүмитиниң басма мәркизи-«Қазақ»газети болди.
Әлихан Бөкейханов 1866 жили Семей вилайити Қарқаралы уези Тоқырауын болусиниң 7-йезисида дунияға кәлди.1886-1890 жиллири Омбидики техникилиқ училищеда оқуп,»техник»мутәхәсислигини егилиди.Падиша һөкүмитигә қарши чиққини үчүн Павлодарда, Шәмәйдә бир нәччә рәт түрмидә олтарған.Шу сәвәптин ату жазасиға кесилгән.
Ахмет Байтурсынов 1873 жили һазирқи Қостанай вилайити Жангелдин наһийәси Сарытубек йезисида дунияға кәлгән.Миллий-азатлиқ қозғилаңларниң йетәкчиси,ақын,публицист,қазақ тил билән әдәбият илиминиң асасини салғучи.Алим,миллий йезиқ реформатори.
1921-1928 жиллири Қазақ ақартиш институтида дәрис бәргән.1929 жили 2 июньда Алаш зиялилири б\н тутқунға елинип,россияниң шималий вилайәтлиригә йәр ағдуриду.Кейин бошап чиқиду,бирақ 1937 жили түрмигә солинип,етилиду.
Дәрис жәриянида оқуғучилар Ахмет Байтурсыновниң ,Мағжан Жумабаевниң шеирлирини ядқа ейтиду.
VІ.Мавзуни пишшиқдаш
1.Дискуссиялиқ карта (тапшурмилар берилгән «дурус» яки «хата» дәп жавап бериш керәк)
2.Жиллар сөзләйду (шу жиллири қандақ вақиә болған)
3.Толуқтуруш тести
«Алаш Орда» видефильми қөрситилиду.
VІІ.Баһалаш
VІІІ.Өйгә тапшурма: Қошумчә мәлуматлар жиғиш
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.