.
.
Алмута вилайити Аққуш макетини ясаш технологияси
Сабақ жоспары | Предметы | Технологиядан ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1635 | Размер: | Автор: Нартай4540Уйғур наһийәси
Һ.Искәндәров намидики оттура мәктәп мәктәпкичә болған ихчам мәркизи билән мәмликәтлик мәһкимиси
Ахмуллаева Гульнарам Исраиловна
Технология пәни муәллими
Технолигия дәрисилиридә биз кона замандин келиватқан қол һүнәрвәнчиликлирини үгинимиз.Яш әвлатни тәрбийиләштә балиға эстетикилиқ билим бериштә әсирләр бойи қелиплашқан тәрбийә қураллирини орунлуқ пайдилиниш бүгүнки күн үчүн мәзмунлуқ.
Қол һүнәр түрлириниң ичидә тоқуш ,оригами һүниригә мән алаһидә тохтилимән .Йеза мәктәплиридә шәһәр мәктәплиригә қариғанда технология дәрислирини заманға лайиқ ,программида көрситилгән бойичә өтүшкә материаллиқ базимиз начар .шуниң үчүн мән қизларға қол һүнәр бөлмисидә тоқушқа , қәғәз билән ишқа көрирәк саатлиримни болимән .Илмәк бегиз билән салфеткиларни , кийимләр түрлирини қизларниң яш пәрқигә ,синипиға қарап үгитимән. Бала сани аз синипларда қиз – оғуллири қошулуп технология дәрисидә олтириду.Мана мошу синипларда көпинчә оригамиға көпәрәк вақит бөлимән .Сәвәви қәғәз билән иш қизлар вә оғулларғиму қизиқарлиқ иш .Оригами моделлири қедимда Хитай вә Япониядә қураштурулған ,мана мошу күнләрдә у барлиқ йәрләрдә давамлишип келиватиду.Оригамиға һәр қандақ синип оқуғучилириниң қизиқиши үстүн . Һәр қандақ оқуғучи аддий қәғәздин һәр хил нәрсиләрни мәсилән аққуш , севәт ваза вә һәр хил мевиләрни қураштуруп чиқалайду. Оригамини аддий вә мурәккәп түрлири болиду. «Қақира» классикилиқ фигура .Хәлиқарилиқ оригами символи .Ривайәтләрдә ейтқандәк әгәр миң қақира қураштуруп чиқсаң сениң ойлиған арминиң әмәлгә ашиду. .Бу ривайәтниң мәнаси қураштурулған фигурилар өзәң үчүн әмәс , башқиларға соға қилишқа . Мана шу чағда биз әтрапимиздики достлиримиздин миң хошал кәйпият алимиз дегән сөз . Мана шуниңға охшаш мән аққуш вә севәтләрни қураштуруш үчүн төвәндики дәрислиримни тәклип қилимән.
Дәрис мавзуси : Аққуш макетини ясаш технологияси
Асасий мәхсәт: Аққуш макетини қәғәздин қатлаш йоллирини көрситиш ,
йәни қураштуруш технологияси билән тонуштуруш
2. Ойлаш қабалийитини,фантазиясини вә қизиқишини
риважландуруш.
3. Оқуғучиларни әмгәккә ,гөзәликкә вә тазилиққа тәрбийәләш
Дәрис түри : Қелиплашмиған дәрис
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, көрситиш
Қолинидиған технология : Интерактивлиқ оқутуш технологияси
Көрнәкилик қураллар: Қәғәз ,қайча , сизғуч,клей, слайд
Дәрисниң бериши
Этаплар Вақит Муәллимниң Оқуғучиниң
Паалийити
1 2 3 4
І.Уюштуруш пәйти 2мин Саламлишиш.Синипниң вә оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини ениқлаш Саламлишиш.Дәрискә керәклик қуралларни түгәлләш
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрәш
Блиц-соаллар 3мин -Аққуш қандақ қуш?
-У қәйәрдә яшайду?
-Аққушниң нәччә түрини билисиләр?
-Аққуш неминиң символи?
-Аққушни язғучилар, шаирлар вә сүрәтчиләр қандақ тәсвирлигән? Оқуғучилар өзлириниң чүшәнчилирини тез-тез ейтиду.
ІІІ.Мәхсәт қоюш 1мин Қәғәзни ихчам пайдилинишқа үгитиш
1 2 3 4
ІҮ Йеңи мавзуни чүшәндүрүш 75мин Йеңи дәрис алдин –ала тәйярланған слайд арқилиқ чүшәндүрилиду
Варақни бөлүш вә қатлаш йоллири
Көрситилгән схемилар бойичә варақлирини қийип ,қатлайду.
Слайдтин қураштуруш йоллирини көрүп, қатланған варақлиридин макет қураштуриду.
1 2 3 4
Ү.Дәрисниң йәкүни
ҮІ.Баһалаш
ҮІІ. Өйгә тапшурма
5мин
2мин
2мин Қатлап болғандин кейин қураштуруш йоллири 1-6 сүрәтләрди көрситилгән
Қанатлириниң қураштурулиши 7-9 сүрәтләрдә көрситилгән,10-сүрәт бойичә қураштурилиду. Бойни 11-15 сүрәтләр бойичә қураштурилиду.
Қушни олтарғузидиған үзүклирини 16-сүрәт бойичә ясаймиз.
17-сүрәттә толуқ қушниң сүрити көрситилгән
Оқуғучилар қураштурған макетни тәкшүрәш,камчилиқлирини көрситиш,түзитиш
Оқуғучилар ишлирини баһалаш.
Қураштурулған қушлирини безәш,давамлаштуруш.
Чүшәнмигән йәрлирини сораш, ениқланған камчилиқлирини түзитиш.
Күндиликлиригә баһа қойдуруш
1- Сүрәт 2-сүрәт
3-сүрәт 4-сүрәт
5-сүрәт 6-сүрәт
7-сүрәт 8-сүрәт 9-сүрәт
10-сүрәт 11-сүрәт 12-сүрәт
13-сүрәт 14-сүрәт 15-сүрәт 16-сүрәт
17-сүрәт
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.