.
.
Аметова Сабирям Джакановна Сүт вә сүт мәһсулатлири
Сабақ жоспары | Предметы | Технологиядан ашық сабақтар Загрузок: 0 | Просмотров: 1466 | Размер: | Автор: Нартай4540Технология пәнінің мұғалімі
Үлкеншыған орта мектебі
Панфилов ауданы Алматы облысы
Сүт вә сүт мәһсулатлири
Дәрисниң мәхсити:
1.Оқуғучиларға сүт вә сүт мәһсулатлири, уларниң түрлири, елиниши, күндилик турмушта қоллиниши тоғрилиқ ңәзәрий билим бериш; әмәлий мустәһкәмләш:
2.Сүт вә сүт мәһсулатлиридин тәйярлинидиған таамлар вә уларни тәйярлаш усуллири һәққидә мәлумат бериш;
3. Миллий урпи-адәт, әнъәниләргә күндилик турмушта яндишип яшашқа тәрбийәләш.
Көрнәкликләр; Китап, сүрәтләр, интерактивлик тахта, интернет материаллири,
Слайд презентация.
Қоллинидиған усул:чүшәндүрүш,соал-жавап, сөһбәт.
Дәрисниң түри; арилаш дәрис.
Пән ара бағлиниши; әдәбият, дуниятонуш
Қошумчә әдәбиятлар; М. Қәшқәрий «Дивану луғәтит түрк»,
Р.Һошуров. « Уйғур таамлири»
Төрт түлүк мал сүрәтлири.
Сүттин вә сүт мәһсулатлиридин
тәйярлинидиғантаамлар.
Қача-қомуч вә керәк-ярақлар: кичигирәк жавур, аш қошуғи, чөмүч, тавақ, тәхсиләр вә башқилар.
Озуқ- түлүкләр; Ун 2 стакан, оғуз сүт 3 стакан, өсүмлүк мейи, туз, бир бағ жүсәй.
Дәрисниң бериши;
Уюштуруш қисми. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәш.
Өй тапшурмисини тәкшүрәш:
1.Көктатлардин таам тәйярлаш
2.Көктат түрлири
3. Уларни һәр хил мөлчәрдә тоғраш.
Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Йеңи дәрисниң режиси;
А) Сүт вә сүт мәһсулатлириниң түрлири.
Ә) Сүт вә сүт мәһсулатлтрини тәйярлаш.
Б) Әмәлий иш. Оғуз нан пишириш.
Йеңи мавзуни оқуп-үгиниш.
Сүт- у витаминларниң мәнбәси. Сүт таамлири арқилиқ адәм организмини А,В,С,Д витаминлири билән толуқ тәминләшкә болиду. Әң баһалиқ йеңи сеғилған сүт.Униң бактерияларни йоқитидиған, йәни сүткә чүшкән бактерияләрниң күчийишини йоқитип, уларни тамамән йоқитидиған қудрити бар. Сүт тәркивидә адәм организмиға һажәтлик озуқлуқ маддилар, белоклар, майлар, углеводлар, минерал тузлар бар.
Сүт-малниң нәслигә қарап илқа сүти, сийир сүти, төгә сүти, қой-өшкә дәп бөлүниду. Сийир , қой-өшкә сүтлирини пиширип ичишкә, қетиқ уютушқа болиду. Илқа сүтидин қимиз ечитса, төгә сүтидин шубат ясайду.
М.Қәшқәрий «Дивану луғәтит түрк» китавида; сүттин тәйярлинидиған йемәкләр; сүзмә, қаймақ, қетиқ, қурут в.б. дәп көрсәткән.
Сүттин тәйярлинидиған ичимликләр: айран, қимиз, оғуз.
Сүт, гөш, данлиқ зираәтләр арилаштуруп тәйярлинидиған таамларму бар екән.
Бүгүнки күндилик турмуш һаятимизда ишлитилип келиватқан сүт вә сүт мәһсулатлириму 1000 жил бурун йезилған М.Қәшқәрийниң шаһ әсәридә берилгәндин пәриқләнмәйду.
Жәдвал №1. Сүт таамлири.
қаймақ
сүзмә
Сүт таамлири иримчик
сериқ май
қетиқ
Оқуғучиларниң сүт таамлириниң түрлири бойичә ойлири тиңшалғандин кейин муәллим оқуғучиларниң жаваплирини қошумчилап, толуқлайду.
Әмәлий иш. Оғуз нанни пишириш технологияси билән тонушуш.
Оғуз- йеңи туққан сийирниң йелинидә жиғилидиған қоюқ сүт. Оғуз « сериқ оғуз», «ақ оғуз» дәп иккигә бөлүниду. «Сериқ оғуз »қоюқ, йелим охшаш йепишқақ болиду. « Ақ оғуз» рәңги ақ вә суюқ болиду. Оғуз сүттин бир нәччә таам тәйярлашқа болиду. Улар; қатқан оғуз, оғуз нан, териқ қошулған оғуз.
Оғуз нанни тәйярлаш
1. Жавурға унни селип, сүт қошуп, яхшилап арилаштуримиз.
2. Жүсәй, пиязниң көкини ушшақ тоғрап салимиз.
3. Туз вә 10г май қошумиз.
4. Тапиға май чүчүтүп, қуймақ селишқа тәйярлаймиз.
Тапа яхши қизғанда, тәйяр болған арилашмини мөлчәрләп, тапиниң мөлчәригә лайиқлап қуюмиз.
5.Қуюлған арилашминиң һәр бир тәрипини өрүп пиширимиз.
6. Тәйяр болған оғуз нанни қаймақ, май яки һәсәл билән дәстиханға қоюмиз.
Йеңи мавзуни йәкүнләш
1. Сүт вә сүт мәһсулатлирини атаң?
2. Оғуз сүтидин тәйярлинидиған таам түрлири?
3. Сүтниң хусусийитини атаң?
4. Оғуз нанни пишириш технологияси?
Өйгә тапшурма бериш.
1.20-25 бәткичә оқуп келиш.
2. Оғуз нанни өй шараитидә тәйярлаш.
Баһалаш.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.