.
.
Синип саатниң мавзуси: « 1-декабрь -тунжа Президент күни» « 1-декабрь -тунжа Президент күни».
Сабақ жоспары | Документы | Тәрбие сағаты Загрузок: 0 | Просмотров: 2343 | Размер: | Автор: ТәрбиеСинип саатиниң мәхсити: 1. Оқуғучиларниң елимиз Қазақстанниң
әлбашчиси тоғрисида чүшинигини
чоңқурлитиш. Оқуғучиларни ата макан тарихи
билән тонуштуруш. Яш өсмүрләргә елимизниң
қәһриман оғланлири тоғрисида мәлумат
бериш.
2.Оқуғучиларни гөзәлликни баһалап,
қәдирләшни, туғулған әл, Вәтән
тоғрисида чүшинигини қелиплаштуруш.
3.Оқуғучиларға туғулған әлгә, йеригә болған
иштияқини күчәйтиш.Өз елиниң тарихини ,
тилини, динини, урпи- адитини қәдир тутушқа
тәрбийиләш.
Синип саатниң көрнәкликлири:Елимизниң көркәм жайлириниң рәңлик сүрәтлири.« 1-декабрь -тунжа Президент күни» сөзи йезилған плакат.
Синип саатниң бериши
І. Киришмә қисми
ІІ.Асасий қисим.
І- тур. «Шеирийәт беғида»
ІІ-тур. « Мән яш рәссам» сүрәт конкурси
ІІІ-тур. Мақал-тәмсилләрни давамлаштуруш оюни
ІІІ.Йәкүнләш
І Киришмә қисми. Уюштуруш.
Оқуғучиларни синип саатқа тәйярлаш.
Муәллим:
Шаттық нұры шашылып зембіректен,
Шуағым күн төгеді енді көктен.
Шылбыр үзді даланың арғымағы,
Тәуелсіздік жалауын желбіреткен
-Әссалам һөрмәтлик устазлар, оқуғучилар!
Өзимизниң елидә
Өзимизниң йеридә.
Өзәңни бәхитлик сезин.
Течлиқ сүргән елимдә.- дәп олтирип, әсирләр бойи азатлиқни арман қилған ата-бовилиримизниң йоли азаплиқ, тәғдири еғир болған.Талай зорлуқ,төһмәтләрни баштин кәчүргән.Шу ата-бовилиримизниң армини бизниң таңларда орунлинип, бәхит ичигә бөләнгән әлләр қатарида дәврән сүрмәктимиз.
Һәммигә мулумки «1-декабрь-тунжа президент күни».Шу мәйрәмниң һарписида сөзни 3-синип оқуғучилириға берәйли!
.Қени балилар алдимизда қандақ күн келиватиду?
-Алдимизда « 1-декабрь -тунжа Президент күни»» келиватиду.
Эльмурат:- Бизниң Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев
. Башчимиз башқурған әл-әң бай мәмликәт, хәлқи әң бәхитлик хәлиқ.
Анель: -Мустәқиллигимизни алғандин кейин хәлиқниң бешини бириктүрүп Н.Ә.Назарбаев дәсләпки әл башчимиз болди.Әлбашчимиз башқурған бизниң Вәтинимиз аләмгә тонулди.Елим әл екәнлигини, әрлигини тонутти.
Икрам: Н.Ә. Назарбаев 6-июльда 1943-жили Алмута облиси Каскелин наһийәсидә Шамалған йезисида дунияға кәлгән. Балилиқ дәври қийинчилиқ заманларда өтти. Мәктәптә яхши оқуп, яхши билим алди. Ата-анисини һөрмәт тутти.
Эльмурат: У әтигән өсти. Оттура мәктәпни тамалиши билән биллә Кеңәш Иттипақиниң әң чоң Қарағанда металлургия комбинатида әмгәк қилип,кейин бир топ қазақстанлиқлар билән Украинниң Днепроузержинск шәһиригә берип металлург-ишчиси кәсипини егиләп чиқти.
Анель:
1991-жили 1-декабрьда Мәмликитимизгә дәсләп Н.Ә.Назарбаевни Президент қилип тайинлиди.
Икрам:1991 жилниң 16- декабрьда Қазақстан Республикиси Жуқарқи сәясий «Мәстәқил демократиялиқ йәни тәң һоқуқлуқ мәликәт» дәп жакаланди.
Шахсадәм: -1992-жили 4- июньда йеңи мәмликәтлик рәмизләр Герб, Гимн, Туғ бәкитилди.
Эльмурат:
Елбасымыз саған мәңгі разымыз,
Үлкен-кіші, ағайындар- бәріміз.
Ұлтым, елім деп қайғырған ұлы жан,
Сіз біздердің піріміз де, әніміз.
Халқым айтқан жер көтерер жер даңқың,
Икрам:
Елім айтқан ел көтерер жер даңқың.
Президентім, елбасы аман болғай,
Мәңгі жаса, жас қазағым, ер халқым.
Елбасымыз саған мәңгі разымыз,
Ирадә:
Кәң дала көп-көк болуп гиләм яйған,
Чирайлиқ ала-йешил гоя бостан.
Тағлириң асман билән қучақлашқан,
Һур, азат, әркин өлкә Қазақстан.
Анель
Кәң дала- қойнуң гөзәл әзиз өлкә,
Қазақниң чирайида бәхит, күлкә.
Шатлиқлар макани сән ,Қазақстан-
Иккинчи аниси сән болдуң көпкә.
Шахноза:
Вәтиниңдур амитиң , бәхтиң
У- байлиғиң, бүйүк таж-тәхтиң!
Вәтән-қудрәт, толмас қанитиң,
Уни күйләш- чин саадитиң.
Руслан:
Вәтән дегән немә у?
-Вәтән иссиқ өйимиз.
Қазақстан бизниң Вәтән,
Анимиз дәп билимиз.
Шахсәдәм:
Муһәббитим юбар туғулған әлгә,
Арман қилимән күни болсам дәп.
Мени көтирип чоң қилған йәргә,
Сөләт киргүзгән гүли болсам дәп.
Мунира: Қазақниң сехи қәлби –далалириң,
Қазақниң батурлиғи –тағ, чөллириң.
Қазақниң һур қзи боп жилвә қилар,
Бағларда, далаларда нур-гүллириң.
Соал-жавап
І-тур « Ким чапсан»
Һәр топқа бәш-бәштин соаллар қоюлиду.Дурус жавап берилгән топқа юлтузчилар берилип туриду.
Соаллар
1. Елимизниң президенти ким? ( Н.Ә. Назарбаев)
2. Қазақстан мәмликитиниң пәйтахти қайси шәһәр?(Астана)
3. Мәмликәтлик рәмизләрни атап бәр (Герб,Гимн,Туғ)
4. Мусулман хәлқиниң йеңи жили қайси вақитта атилип өтиду?(22-норуз)
5. Күз пәсиллириниң намлирини атап бәр(сентябрь, октябрь, ноябрь)
6. Дөләт Гимнини орунлиғанда қолумизни қәйәргә тутимиз?(Жүрәккә)
7. Қазақстан мәмликити өз мустәқиллигини қачан алди?(1991-жили 16-декабрьда)
8. «Туғулған әлгә муһәббитим бар» шеириниң муәллипи ким?( И.Бахтия)
Муәллим:
ІІ-тур «Тил- һүнәр»дәп атилиду.
Бу турда мақални давамлаштуруш керәк.
1. Жут қоғдисаң , өсәрсән,
Қоғдимисаң, өчәрсән.
2. Әлгә қошулсаң, әр болисән,
Әлдин айрилсаң, йәр болисән.
3. Ана Вәтиниң-алтун бөшүк.
4. Вәтини йоқ адәм-авази йоқ булбул.
5. Адәмни билим йорутар, аләмни қуяш.
6. Алтун отта билинәр,адәм- әмгәктә.
7. Адәмниң үзигә бақма, сөзигә бақ.
8. .Силиқ сөз балдин татлиқ.
9. Бирлик бар йәрдә инақлиқ бар
10. Яхшидин ат қалиду, ямандин дат қалиду.
11. Қалған ишқа қар яғар.
12. Йәр- һосулниң аниси, әмгәк-униң атиси.
13. Нан бар йәрдә бәрикәт бар.
14. Әмгәк бәхит булиғи
15. Булбул чимәнни сөйәр, адәм-Вәтәнни.
Муәллим
ІІІ-тур «Тепишмақни тепип көр» дәп атилиду.
1. Әтиязда яшириду, күздә ташлиниду.( йопурмақ)
2. Язда дунияға келиду, күздә сарғийип өлиду. (йопурмақ)
3. Қап, қап ичидә дан, дан ичидә түврүк. (көмүқонақ)
4. Өзи қизил, қандин қизил, аччиғи жаллатчә бар. (лаза)
5. Жирақ йәрдин кәлгәнләр, түлкә тумақ кийгәнләр, ( қомуч)
6. Кичиккинә бойи бар, тәтүр кийгән тони бар. (кирпә)
7. Ат әмәс, кишнимәйду, йүз аттин кам ишлимәйду. (трактор)
8. Көмгән чеғим япилақ еди, алсам, дүгләк болди.
Парчилисам, парчиланди, бәш алтә бөләк әнди.( самсақ)
9. От яқсаң қарийип, кейин ақирар, униңға хам киргән пишип, пақирар. (тонур)
ІҮ-тур Постер билән иш « Келәчәк Қазақстан» мавзусида рәссам сизип вә уни қоғдаш
.
-Бағниң қуши һәр адәмгә қонуп бир,
О, Тәңирим бизни бағқа йолуқтур.
Бүгүн мана Вәтинимиз қойнида,
Жүригимиз « бәхитлик » дәп соқуп тур.
Әң биринчи бәхтим - хәлқим мениң,
Шуниңға беримән оюмниң алтун кенин.
У бар болса мән бармән, хар болмаймән,
Қиммәтәрәк алтундин нәрқим мениң
.
. Оқуғучиларға ақ варақлар тарқитилип, « Келәчәк Қазақстан» мавзусида сүрәт салдуруш.Яхши сүрәт салған оқуғучини мақташ, рәғбәтләндүрүш.
ІІІ-Йәкүнләш
- «» намлиқ синип саатимиз « 1-декабрь -тунжа Президент күни» намлиқ синип саатимиз силәргә яқтиму?
Бизгә очуқ күн керәк,
Асман керәк көп-көк.
Хошаллиққа бөлүп турар,
Бәхитлик өмүр төкәр нур.
-Шуниң билән бүгүнки тәрбийилик синип саатимиз аяқлашти.Сөйүмлүк елимизни қәдирләп сөйүшни билиңлар! Диққитиңларға рәхмәт!
№5 оттура мәктиви
Тәкшүрди: Бәкитимән:
тәрбийә ишлири бойичә мудир орунбасари мәктәп мудири
______________ Г. Тохтасунова _____________ Б. Юлдашева
«1-декабрь-тунжа
Президент күни»
М.Кутахунова
М.С.Кадырова
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.