.
.
Долата оттура мәктивиниң Лутпулла Мутәллипниң шеири «Көкләм ишқи»
Сабақ жоспары | Документы | Қосымша сабақ жоспары Загрузок: 0 | Просмотров: 2820 | Размер: | Автор: гостьуйғур тили вә әдәбияти пәни муәллими А Русланова
әдәбият 6-синип
Педагогикилиқ кредом: «Һәр бир дәрис өмүргә дәрис болсун»
Дәрисниң мавзуси: Лутпулла Мутәллипниң шеири «Көкләм ишқи»,
Мәхсити: 1 Шеирниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, ипадилик оқуп, тәһлил қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик, экологиялик, әмгәк тәрбийәсини бериш.
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи: қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрет,дәрислик, иллюстрациялик сүрәтләр
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, тәһлил
Қоллинилған технология: СТО
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Психологиялик тренинг «Өз жүпиңни тап» оюн мәшиғи
Мотивация.Оқуғучиларға бир-бириниң қоллирини тутқузуп, көзлирини жумуп, бир-биригә ичидин яхши тиләкләрни ейтқузуш.
Дәрисниң эпиграфи: Лутпулла Мутәллипниң шеири
«Техи түнүгүнла там түвилиридә
Топиға милинип,
Мән едим, достум,
Ойнап жүргән Мутәллип.
Мана бүгүн күрәш қойниға
Өзәмни аттим.
Күрәш долқунлиридин
Татлиқ илһамлар елип!..»
ІІ. Мәхсәт қоюш. 1. Тил алаһидилигини ечип бериш
2. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, шерийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
Күтилидиған нәтижә:
1. Шеирларни тәһлил қилишқа үгиниду.
2. Өз ой пикирлирини бағлинишлиқ сөзләр арқилиқ йәткүзиду.
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Синип жүп билән ишләйду. Һәр бир жүп өткән мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду.
1-топ – шаир яшиған дәвир шараити
2-топ - шаирниң һаяти
3-топ - шаир шеирийитиниң мавзулири
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш: «Көкләм ишқи» шеири
Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Пәрәз қилиш дәриғи» Оқуғучилар шеир мавзусиға қарап, немә тоғрисида екәнлигини өз пикирлирини язиду вә дәрәққә илиду.
1. «Көкләм ишқи» шеирини оқуп бериш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Шеирда пүтүн тәбиәтни ойғитип, һәммигә илһам беғишлайдиған көкләм-баһар пәслиниң әң қайнақ иш күнлири, тәбиәт мәнзириси әжайип тапқурлуқ билән тәсвирләнгән. Көкләмни «пәсилләр әркиси» десә гүл, булбулларни униң «нәқиш зенити» дәйду. Етизни «әмгәкниң кәң-таша сәһниси» дәп, «қуш-қурутларни сазәндә, торғайни – дапчи, деханни болса шу «сәһниниң сәнъәткари» дәп атайду. «Етизда той, дағ-дуғилиқ концертни қой» дегән мисралар арқилиқ баһар пәсли кәлгәндә ишни башлашқа дәвәт қилиду.
Мәнани ажритиш. Һәр бир жүпкә бөлүп берилиду. Һәр жүп шеирниң қисимлириға мавзу қойиду.
1 - Әтияз пәсли
2 - Әмгәк күнлири
3- Етизда
4- Шаир илһами
Андин «ДЖИКСО» усули бойичә жүплири билән ишләйду. Оқуғучилар тәһлил қилип, андин һәр қайси өз жүплиригә келип қошулиду. Мәтинниң мәзмунини сөзләйду, бир-бирини толуқтуриду.
Луғәт ишлири жүргүзүлиду. Тахтидики сөзләрни (жолан, сөрәмдә, даңдар, тилға) чүшәндүрилиду.
Мәтин билән ишләш. «Тохталмилар билән оқуш» Мәтин оқулиду. «Тохтаң» буйруғи бойичә оқуғучи тохтап, оқуғинини тәһлил қилиду,
1-оқуғучи. Йешил көкләм-сән пәсилләр әркиси,
Сеғиндим... Сеғинғандур сени һәр киши.
Соал. Мошу қурларниң һәқиқәт екәнлигини дәлилләңлар
2-оқуғучи. Йәнә гүлләр, булбул вә сумбуллар,
Сениң нәқиш-зенитиңдур булар һәммиси.
Соал. Йәнә қандақ тәсвирләшкә болиду? Шаирға қошар пикриңлар барму?
3-оқуғучи. Йәнә сулар, шақиратмилар, шох шамаллар,
Әркиләп... сөйүп бағриңда жолан қилғуси.
Соал. Йезимизниң әшундақ сулири тоғрисида немә ейтисиләр?
4-оқуғучи. Сүзүк таң, қараңғу кәч, айдиң түнлириң,
Әмгәк күнләрниң сирдишидур дехан балиси.
Етиз чирайлиқ, етиз қайнақ, етиз йеқимлиқ,
Етиз әмгәкниң кәң-таша әркин сәһниси.
Соал. Бүгүнки дехан әмгиги тоғрисида ейтиңлар.
5-оқуғучи. Қуш-қурутлар – сазәндә, торғайлар-дапчи,
Орғуп жараңлар һәр йәрдә әмгәк нәғмиси.
Чап кәтмәнни, тилға йәрни тәңкәш қилип,
Шу сһәниниң сәнъәткари-деханлар аммиси.
Соал. Пикир уддул яки көчмә мәнада ейтилғанлиғини ениқлап бериң? Тәбиәтниң жанландуруши.
Һәммиси. Аниси – уруқчи, қизлири-сөрәмдә, аилә-ишта,
Һәр бир аял даңдар әмгәк артисткиси.
Етизда той, дағ-дуғилиқ концертни қой,
Көкләм ишқи яш шаирниң илһамчиси.
Дәлилләңлар.
«Көкләм ишқи» шеирини тәһлил қилиш
Шеирниң нами «Көкләм ишқи»
Муәллипи Л Мутәллип
Әдәбий жанри шеир
Асасий идея Баһар пәслиниң келиши билән деханларниң әмгигиниң башлиниши
Бәнд сани ғәзәл
Қур сани 18
Боғум сани 12
Турақ сани 3 (4+4+ 4)
Қапийә сиртқи қапийә(а,а,б,а), арилаш қапийә (а,б,с,б)
V. Бәкитиш. 1. Сүрәтләр билән иш: а) Иллюстарциялик сүрәткә қарап, шеирниң мәзмунини ечип бериңлар.
ә) Өзәңлар тәсвирләп көрүңлар.
2. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
1. Шеирда шаир немини көрсәтмәкчи болди?
2. Шеирниң тәрбийәвий әһмийити барму?
3. Инсанларға хас қандақ хусусийәтләр көрситилгән?
4. Дехан, әтияз тоғрисида йәнә қандақ шеирларни билисиләр?
VІ. Мустәһкәмләш: Рефлексия
Икки яқлиқ күндилик. Оқуғучилар шеирни ипадилик оқуйду, өзлиригә қаттиқ тәсир қилған қурларни йезип, сәвәвини ейтиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 1 133-134-бәт, шеирни ядқа елиш.
2 Шеирларни тәһлил жүргүзүш
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.