Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
Ө.Муһәммәдийниң  «Еғир күнләрдә» һекайиси -

Ө.Муһәммәдийниң «Еғир күнләрдә» һекайиси

Сабақ жоспары | Документы | Қосымша сабақ жоспары Загрузок: 0 | Просмотров: 2795 | Размер: | Автор: гость
. Мавзуси: Ө.Муһәммәдийниң «Еғир күнләрдә» һекайиси
Мәхсити:
1.«Еғир күнләрдә» һекайисини мәтинләр арқилиқ чүшиндүрүш.
2.Мустәқил ишләш арқилиқ ойлаш, сөзләш, пикир ейтиш қабилийәтлирини ашуруш.
3.Бирликкә. әмгәккә тәрбийиләш.
Пайдиланған технология: СТО
Дәрисниң түри: заманивий
Көрнәкликләр: портрети, слайд, бәдиий китаплири, әмгәклири
Күтилидиған нәтижә:
• Коммуникативлиқ турғида еғизчә вә язмичә өз ойини әркин йәткүзиду, башқиларни тиңшап чүшинип, оқулған мәтинни музакирә қилиду.
• Мустәқил иш жүргүзүштә паалийәтчанлиғи өсиду.
• Схема, кәштиләр бойичә берилгән тапшурмиларни орунлайду.
• Топлар ара интипақлиқта иш жүргүзүшни билиду.
• Өзини өзи тонушқа, баһалашқа, өзгиләр билән ишләшкә үгиниду.

Шатлиқ чәмбири: Бир хил қоюлған аһаң астида
• Балилар бир - биригә яхши сөзләрни ейтиштин башлайду
Мәсилән: -Сиз чирайлиқ
• Хошаллиқ
• Байлиқ в.б.
Өй тапшурмиснии сораш: Кубизм стратегияси

Қәйәрдә? Йеңишәр йезисида
Немә қилди? әсәр вә шеир язди
Қачан? 1906-жили
Ким? шаир язғучи
Қандақ автобиографиялик
Немишкә? әсәр язди

Топларға мәтинләр бойичә соаллар берип, өз алдиға ишлитиш
1 - топ
Һекайә немә үчүн "Еғир күнләрдә" дәп атилиду. Өмәрләрниң өйиниң көрүнүши кона заман тәсвири.
2-топ
Һекайидин ана билән бала арисидики болған сөһбәтләрни тепиңлар. Аниниң қияпитини гәвдиләндүрүңлар
3-топ
Дадисиниң кәспи, ата орниға балиниң отунға бериши һәққидики эпизодни мәтиндин тепип, балиға изаһ бериңлар
4-топ
Бовайниң (Өмәрниң дадисиниң) қияпитини (портретини) тәсвирләңлар.
5-топ
Йеңи заман. Балиниң шәһәргә атлиниши.Кона заман билән йеңи заманни селиштуруңлар.
Һәр бир топ мәтин бойичә соалларға жавап язиду, өз алдиға қорғайду.
Тәхмин кәштиси

Немә болиду дәп ойлайсиз? Сиздә униңға қандақ дәллил Немә болди?
Өмәрниң һаяти еғир күнләрдә өтти Тәңсизлик, һоқуқ йоқ, кона заманниң тәсири • Өмәр һаяти қисқа болди.
• Яш өлди
• Еғир күнлири тәсир қилди
Өмәр Муһәммәдий ағинлири билән шәһәргә атланди Йеңи заман қурулди
Оқушқа мүмкинчилик бар
Хәлиқ паравәр
Бай-гадай дәп айрилмайду Билим елиш нәтижидә шаир һәм язғучи болуп йетилди
У уйғур әдәбиятиниң асасчиси

Мавзу қоюш
І топ ІІ топ
1-қисим “Өмәрләрниң өйи” “Отунчи бовай”

2-қисим “Өмәр ома ишлирида” “Һакимларниң өйи”
3-қисим “Отунчи бала” “Анидин айрилиш”
4-қисим “Туққанлар өйидә” “Болқа оғриси”
5-қисим “Йеңи заман” “Өмәр шәһәрдә”

Жәдвәл толтириш
Р/с Һекайиниң нами Вақиәләрниң тәсвирлиниши Қәһриманлар Ижабий Сәлбий
1
2

Венн диаграммини толтириш
Кона заман Йеңи заман
Йәкүнләш. Оқуғучилар билими тәкшүрүлиду. Һәр бир оқуғучиға таблица берилиду. Берилгән тапшурминиң жаваплири шуниңға бәлгүлиниду.

1 2 3 4 5 6 7

“һә-ә, яқ» тест соаллири
1. 1906-ж Чоң Ачиноқа йезисида кәмбәғәл дехан аилисидә туғулған.
2. Уйғур әдәбиятиниң асасини салғучиларниң бири
3. 7 йешида анисидин айрилған.
4. Ө Муһәммәдийниң ижадий һаяти узақ болди.
5. 1929-жили Челәк наһийәсидә уйғур мәктивидә мудир һәм муәллим болуп ишлиди.
6. Ө Муһәммәдийниң “Батур жиллар”, “Шеирлар”, “Талланма әсәрләр” в.б. китаплири чиққан
7.1931-жили 14-март күни шаир узунға созулған ағриқтин вапат болди.

Рефлексия. Өмәр ким?
Баһалаш
Өйгә тапшурма:Сүрәт селиш
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.