Наставник - сайт Открытых уроков. Учителя Казахстана. Образование в Казахстане
.
.
«Течлиқ»  кроссворди -

«Течлиқ» кроссворди

Сабақ жоспары | Документы | Қосымша сабақ жоспары Загрузок: 0 | Просмотров: 1236 | Размер: | Автор: гость
. Оқуш 3-синип
Мавзуси: «Течлиқ» кроссворди
Дәрис мәхсити: 1. Оқуғучиларниң билимини мустәһкәмләш;
2.Билимини , ойини риважландуруш;
3.Диққәтчанлиққа, өмлүккә, тапқурлуққа тәрбийиләш.
Дәрис түри : арилаш.
Көрнәкликләр: сүрәтләр.
Пәнләр ара бағлиниши: қазақ тили,рус тили, музыка.
Дәрисниң бериши:
I.Уюштуруш қисми: Психологиялиқ тәйярлиқ. «Шатлиқ чәмбәр».
II.Өй тапшурмисини сораш. Һ. Искәндәров. Ақ кәптирим шеирини сораш.
III. Өй тапшурмисини йәкүнләш.
Еркін самғап ұшсын деп,
Мәпелейміз,баптаймыз.
Бейбітшілік құсы,- деп,
Қайсы құсты мақтаймыз. (Көгершін)
«Ой қозғаш» арқилиқ. Шеирда немишкә ақ кәптирим течлиқ рәмзи дәймиз? Кәптирим нахшисини ейтиш.
IY. Йеңи дәрискә мәхсәт қоюш. Синип икки топқа «Мақал», «Тепишмақ» бөлүниду.Кроссворд сөзини қазақ, рус вә инглиз тиллириға тәржимә қилимиз. (mysterious)
Y .Йеңи дәрисни чүшәндүрүш.
1. Тапшурма: Течлиқ сөзини қазақ, рус вә инглиз тиллириға тәржимә қилимиз.
Кроссворд йешилиду . Дәрисликтики «Течлиқ» кроссворди бойичә иш.
2. Мақалларни қазақ тилиға тәржимә қил.
3. Поллеглот оюни: Оғурлуқ-ұрлық-ворабство- theft
Әл-ел-страна- country
Пул-ақша-деньги- money
Ғәзнә-қазына-сокровиша- treasure
Әмгәк-еңбек-труд- labor
Батур-батыр-храбрый- hero- brave
Сәгәһлик минути
IY. Мавзу бойичә чүшинигини тәкшүрәш:
4. «Ким көп мақал билиду» оюнини ойнаш. 1минут берилиду.
5. Ойлан, издән, тап! Метаграммилар
Тепишмақни тапимиз,
Тапқан сөзни оқуймиз.
Бир һәрипни өзгәртип,
Йеңи сөзни түзимиз.
«Мақал» топиға
«А» һәрипидин башлисаң,
Мән түнни йорутимән.
«А»ни «Ө»гә өзгәртсәң,
Инсанға әзиз жаймән.
«Тепишмақ»топиға
«Б» һәрипидин башлисаң,
Ойлайдиған әза мән.
«Б»ни «Т»ға өзгәртсаң,
Қаттиқ жисим болимән.
«Мақал» топиға
«Б» һәрипидин башлисаң,
Қапақ –чөмүч жайимән.
«Б»ни «П»гә өзгәртсәң,
У йәрдә немә қилимән?
«Тепишмақ»топиға
«Б» һәрипидин башлисаң,
Бөшүктә ятқан ким мән?
«Қ»һәриптин башлисаң,
Көлдә үзгән немә мән?
6. "Блиц-турнир"
«Мақал» топиға
*Уйғур алфавитида нәччә һәрип бар?
*Бүгүн числоға нәччә?
*Үч чашқанниң қулуғи нәччә?
*Сән қайси кочида турисән?
*Яхши көридиған тамиғиң?
*Бир жилда қанчә ай бар?
*Әң яхши көридиған баһариң?
*8- март?
*Келәчәктә ким болисән?
*Жанлиқ тәбиәт?
*Бир жилда нәччә пәсил бар?
*Әң йеқин достуң?
*Икки санни қошқанда немә келип чиқиду?
*Қайси мәктәптә оқуйсән?
*Йәр су аталғулири қадақ һәриптин йезилиду?

«Тепишмақ»топиға
*Бир жилда нәччә ай бар?
*Ай, күн, асман, юлтуз, тағ, дәрия, өсүмлүк, һайван-?
*Уйғур алфавитида нәччә үзүк тавуш бар?
*Кесиндә дегән немә?
*Ейиқниң балиси?
*Бир һәптидә нәччә күн бар?
*Момаңниң исми?
*Иштниң балиси?
*Қош тавушлуқ һәрипләрни ата?
*Жил пәсиллирини рети билән ейт?
*Бир айда нәччә күн бар?
*Қайси пәнни яхши көрисән?
*Мөшүкниң балиси?
*Мәмликәтлик тил?
*Әтияз айлирини ата?
7. Тапшурма :Мақалларниң ахирини чиқириңлар
1.Мәргәнни мәйданда сина, (йолдашни -сәпәрдә)
2.Йолвасни йәңгән батур әмәс, (аччиқни йәңгән батур)
3. Ишлисәң алисән қаплап аш, (ишлимисәң қалисән ач)
4.Әлгә кирсәң ,елиңчә,(суға кирсәң ,белиңчә )

8. Тәржимә қил: «Мақал» топиға

• Ат жақсысын мақта,
Адам жақсысын жақта.

• Нан бар жерде ән бар

• Дәнді шашпа, нанды баспа
«Тепишмақ»топиға
• Жат елдің жақсысы болғанша,
Өз еліңнің сақшысы бол.

• Бірлік болмай тірлік болмас.

• Байлық байлық емес, бірлік байлық.


9. Ипадилик оқи. Өзлири халиған шеирни ядқа ипадилик оқуйду.
10. «Домино» оюни
11. Тепишмақлар жаваплирини тап:
YII .Бәкитиш,баһалаш. Рефлексия
YIII. Өйгә тапшурма бериш. Тәкрарлаш.
Скачать методички (классные уроки) для учителей по разным предметам: история, литература, физика. Как провести урок с учеником, вам поможет грамотно составленный план урока. Занятия по математике, литературе, физике, информатике, химии, психологии.
.